африқа әллири иттипақи әскәрлириниң сомалида пуқраларни өлтүргәнликини етирап қилди

африқа әллири иттипақиниң сомалидики вәзипә өтәш һәйити,  10-авғуст күни сомалида террорлуқ тәшкилати әшшәбабқа қарши һәрбий һәрикәт давамида әскәрлириниң 7 пуқрани өлтүргәнликини етирап қилди.

1723595
африқа әллири иттипақи әскәрлириниң сомалида пуқраларни өлтүргәнликини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: африқа әллири иттипақиниң сомалидики вәзипә өтәш һәйити тәрипидин елан қилинған байанатта, сомали һөкүмитиниң мәзкур һәрбий һәрикәт давамида 7 пуқраниң қаза қилғанлиқи һәққидә байанат елан қилғандин кейинки тәкшүрүш җәрйанида буниң растлиқиниң испатланғанлиқи билдүрүлди.

голвейн районидики тоқунуш әснасида африқа әллири иттипақиниң сомалидики вәзипә өтәш һәйитиниң бир әскириниң өлгән вә йариланғанлиқи қәйт қилинған байанатта, җавабкар әскәрләрниң сотқа тартилидиғанлиқи тәкитләнди.

байанатта йәнә, африқа әллири иттипақиниң сомалидики вәзипә өтәш һәйитиниң мәсулийәтни толуқ өз үстигә алғанлиқи вә шу қетимқи һәрбий һәрикәткә қатнашқан әскәрләрниң уганда пуқраси икәнлики әскәртилди.

игилинишичә, африқа әллири иттипақиниң сомалидики вәзипә өтәш һәйити қармиқида 5 дөләттин 20 миң әскәр вәзипә өтимәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر