хитай байдинниң сөзлиригә наразилиқ билдүрди

хитай америка пирезиденти җо байдинниң түнүгүн (2021-йили 21-өктәбир) кечә с н н телевизийәсиниң пирограммисида, вашингонниң зөрүр тепилғанда тәйвәнни қоғдайдиғанлиқи тоғрисида ейтқан сөзлиригә наразилиқ билдүрди.

1723757
хитай байдинниң сөзлиригә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири:  хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси ваң винбин ахбарат елан қилиш йиғинида: <<тәйвән хитайниң айрилмас бир парчиси. тәйвән мәсилисигә чәт әлләрниң арилишишни қобул қилалмаймиз>> деди.

ваң фамилилик йәнә, хитайниң түп мәнпәәтлиридә һечқандақ йол қойулмайдиғанлиқини тәкитләп: <<һечким хитайниң игилик һоқуқини вә земин пүтүнлүкини қоғдаштики қәтий ирадисини, һәмдә иқтидарини синашқа урунмисун>> деди вә американи <<бир хитай>> пиринсипиға әмәл қилишқа, тәйвәндики мустәқиллиқ күчлиригә хата сигнал бериштин йирақ турушқа чақирди.

пирезидент җо байдин түнүгүн кечә с н н телевизийәсиниң пирограммисида, рийасәтчи андерсон купер (Anderson Cooper)  ниң хитай тәйвәнгә таҗавуз қилған әһвалда американиң тәйвәнни қоғдайдиған йаки қоғдимайдиғанлиқи һәққидики соалиға: <<әлвәттә қоғдаймиз, бу тоғрида вәдимиз бар>> дәп җаваб бәргән иди.

пирезидент җо байдин хитай рәиси ши җинпиң билән даим көрүшүп туридиғанлиқини әскәртип: <<хитай билән соғуқ урушни халимаймиз>> дегән иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر