ибраһим рәиси: америка йадро келишими сөһбитидики әстайидиллиқини көрситиши керәк

иран пирезиденти ибраһим рәиси американиң йадро келишими сөһбитидики әстайидиллиқини көрситиш үчүн ембарголарни бикар қилиши керәкликини ейтти.

1721580
ибраһим рәиси: америка йадро келишими сөһбитидики әстайидиллиқини көрситиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләт телевизийәсидә «пирезидентқа мәхсус» намлиқ программиға қатнашқан ибраһим рәиси йадро келишими сөһбити вә ембарголар үстидә тохталди.

ибраһим рәиси йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр оргини муавин баш катипи вә сийасий директори енрик мора вә иранниң муавин ташқи ишлар министири әли бакириниң 14- өктәбирдики сөһбитидә, американиң әстайидиллиқини көрүшни халайдиғанлиқини тилға алғанлиқини билдүрүп, австрийәниң пайтәхти вийеннадики музакирәгә қатнишидиғанлиқини ейтти.

ибраһим рәиси иран иқтисадини йадро келишимигә бағлимайдиғанлиқини әскәртип: «сөһбәтниң иран үчүн бирәр нәтиҗиси болуши керәк. қарши тәрәп ембарголарни бикар қилиш арқилиқ өзиниң әстайидиллиқини көрситәләйду. ташқи ишлар министирлиқи бу мәсилини көзитиватиду. биз бу ишқа  әстайидил, қарши тәрәпму әстайидил болуши керәк» дегән сөзләрни ишләтти.

ибраһим рәиси шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуш арқилиқ район иқтисадиға асас салғанлиқини тәкитләп, ташқи ишлар министирлиқиниң буниңға мәсул икәнликини, имза қойушқа тегишлик һөҗҗәтләргә вақит кетидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر