суданда ортақ киризис үстили қурулди

судан һөкүмити оттуриға чиққан киризисни һәл қилиш үчүн барлиқ тәрәпләрдин тәшкилләнгән ортақ киризис үстили қурулғанлиқини елан қилди.

1721672
суданда ортақ киризис үстили қурулди

түркийә авази радийоси хәвири: судан һөкүмити оттуриға чиққан киризисни һәл қилиш үчүн барлиқ тәрәпләрдин тәшкилләнгән ортақ киризис үстили қурулғанлиқини елан қилди.

судан баш министирлиқ мәһкимисиниң байанатиға асасланғанда, баш министир абдуллаһ һамдуқ башчилиқидики кабент йиғинида, дөләттики киризисни һәл қилиш йоллири музакирә қилинған.

йиғинда, һакимийәт бешидики бирләшмә һөкүмәт вә армийә шериклири оттурисидики дийалогниң муһимлиқи тәкитләнди.

йиғинда йәнә, сийасий киризис вә дөләттики қийинчилиқларни һәл қилиш үчүн барлиқ тәрәпләрни өз ичигә алған һалда киризис үстилиниң қурулуши, демократийәгә өтүшни күчәйтиш, қоғдаш вә муқимлиқни капаләткә игә қилишни нишан қилған чариләр үстидә мурәссә қилиш қарар қилинди.

баш министир абдуллаһ һамдуқ шәрқтики һөкүмәткә қарши намайишлар вә буниңға әгишип йүз бәргән йеқилғу һәмдә йемәк-ичмәк киризиси үстидә тохтилип, пуқраларниң һәқ-һоқуқини қоғдайдиған адил һәл қилиш чарилирини тезликтә тепиш мәсилиси үстидә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини, шәрқтики намайишларға рәһбәрлик қиливатқан кишиләр билән давамлиқ алақилишиватқанлиқини қәйт қилди.

судан һөкүмити билән бәзи қораллиқ гуруппилар оттурисида 2020-йили җәнубий судан пайтәхти җубада имзаланған тинчлиқ келишиминиң маддилириға наразилиқ билдүргән вә һөкүмәтниң истепасини тәләп қилған шәрқтики биҗа қәбилиси әзалири 17-сентәбир (2021) башлиған, портлар вә асаслиқ йолларниң тақилишиға сәвәб болған намайишлар, дөләт ичидә йеқилғу вә йемәк-ичмәк киризисиниң партлишиға сәвәб болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر