сүрийә асасий қануни лайиһәсини тәййарлаш үчүн келишим һасил қилинди

сүрийәдики тәрәпләрниң асасий қанун ислаһати үчүн синақ лайиһәләрни тәййарлаш мәсилисидә келишим һасил қилғанлиқлири елан қилинди.

1721122
сүрийә асасий қануни лайиһәсини тәййарлаш үчүн келишим һасил қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т сүрийә алаһидә вәкили педерсен бүгүн (2021-йили 18-өктәбир) башлинидиған 6-қетимлиқ сүрийә асасий қанун комитети сөһбәтлиридә, тәрәпләрниң тунҗи қетим йеңи сүрийә асасий қанун ислаһати үчүн синақ лайиһәләрни тәййарлаш мәсилисидә келишим һасил қилғанлиқлирини елан қилди.

бәшшар әсәд һакимийити, иҗтимаий тәшкилатлар вә сүрийә өктичилири болуп, һәр бир гуруппидин 15 кишидин тәшкилләнгән асасий қанунниң «кичик гуруппа» әзалири, аридин 8 йерим ай өткәндә шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдә бир йәргә җәм болди.

б д т сүрийә алаһидә вәкили педерсен б д т ниң җәнвәдики ишханисида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, түнүгүн (2021-йили 17-өктәбир) җәнвәгә йетип кәлгән бәшшар әсәд һакимийити вәкиллири, өктичиләрниң вәкиллири вә иҗтимаий тәшкилатларниң вәкиллири билән айрим-айрим көрүшкәнликини билдүрди.

у сүрийә асасий қанун комитетиниң 2021-йили 25-өктәбирдин 29-өктәбиргичә өткүзгән 5-қетимлиқ сөһбәтлириниң нәтиҗисиз ахирлашқанлиқини әскәртти. у мундақ деди:

«икки тәң һоқуқлуқ рәисниң әмди пәқәт асасий қанун ислаһатиниң тәййарлиниши мәсилисидила әмәс, бәлки асасий қанун синақ лайиһәсини тәййарлашни башлаш мәсилисидиму пикир бирликигә кәлгәнликидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқимни ейтмақчимән. тоғрисини ейтқанда, сүрийәдә асасий қанун ислаһати үчүн асасий қанун лайиһәсини тәййарлаш мусаписини башлаш, бу һәптидики йеңилиқ болуп һесаблиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر