бейруттики вәқәләргә четишлиқ 19 адәм назарәт астиға елинди

алдинқи күни ливанниң пайтәхти бейрутниң әттәййуна районида йүз бәргән вәқәләргә четишлиқ 19 киши қолға елинди.

1720473
бейруттики вәқәләргә четишлиқ 19 адәм назарәт астиға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: ливан рәсмий хәвәр агентлиқи —NNA ниң  хәвәр қилишичә, һәрбий әдлийә тармақлири, армийә билән барлиқ бихәтәрлик қисимлириға түнүгүн пайтәхт бейрутта йүз бәргән қораллиқ тоқунушлар үстидә дәсләпки тәтқиқат вә тәкшүрүшләрни елип беришни тәләп қилған болуп, бу даиридә, вәқәләргә қатнашқанлиқи байқалған 19 киши қолға елинған.

һизбуллаһ вә әмәл һәрикити тәрәпдарлири алдинқи күни өткән йили бейрут портида йүз бәргән партлашни тәкшүрүватқан хиристийан сотчи тариқ әлбитарниң орниға башқа бириниң тәйинлинишини тәләп қилип бейрут әдлийә сарийиға қарап кетиватқанда, намайишчилар оққа тутулуп, йәттә адәм қаза қилған, 32 адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر