пакистан афғанистанға айропилан сәпәрлирини тохтатти

пакистан һава йоллири ширкити талибанларниң беләт баһасини чүшүрүшини тәләп қилишидиған кейин бу дөләткә айропилан сәпәрлирини тохтатти.

1719784
пакистан афғанистанға айропилан сәпәрлирини тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулириниң хәвәр қилишичә, пакистан һава йоллири ширкити ширкити, талибан әзалириниң беләт баһасиниң чүшүрүлүшини тәләп қилиши сәвәбидин бу дөләткә айропилан сәпәрлириниң тохтитилғанлиқини уқтурған.

пакистан һава йоллири ширкитиниң бу уқтуруши, афғанистан қатнаш вә авийатсийә министирлиқиниң байанатидин кейин чиқирилған.

афғанистан қатнаш вә авийатсийә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, пакистан һава йоллири ширкити билән йәрлик һава йоллири ширкити Kam Air дин, кабул – исламабад беләт баһасини чүшүрүши тәләп қилинған, түзүмгә хилаплиқ қилған әһвал астида, пакистан һава йоллири ширкити ширкити  вә Kam Air ниң кабул – исламабад айропилан сәпәрлириниң тохтилидиғанлиқи тоғрулуқ агаһландуруш берилгәниди.

пакистан һава йоллири ширкитиниң кабул - исламабад айропилан сәпәрлири белити, илгири 120-150 доллар болуп, нөвәттә 2 миңдин 2 миң 500 долларғичә сетилидикән.

пакистан һава йоллири ширкитиниң билдүрүшичә, суғурта һәққиниң йуқири болуши сәвәбидин беләт баһаси өрләп кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر