вашингтон талибан билән сәмимий, кәспий вә иҗабий учришиш өткүзүлгәнликини билдүрди

америка вәкиллири, америка афғанистандин толуқ чекинип чиққандин кейин тунҗи қетим қатарда талибанлар билән йүзтуранә көрүшти.

1718832
вашингтон талибан билән сәмимий, кәспий вә иҗабий учришиш өткүзүлгәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс, америка вәкиллириниң қатарниң пайтәхти доһада талибан вәкиллири билән сәмимий, кәспий вә иҗабий учришиш өткүзгәнликини билдүрди.

америка вәкиллири, америка афғанистандин толуқ чекинип чиққандин кейин тунҗи қетим қатарда талибанлар билән йүзтуранә көрүшти.

байанатчи нед прайс «хизмәт» йиғини дәп атиған мәзкур учришиш тоғрисида байанат берип, америка вәкиллириниң талибанларға сөзлиригә әмәс, пәқәт һуҗумлириға асасән баһа берилидиғанлиқини ениқ оттуриға қойғанлиқини ейтти.

у, учришишта йәнә, афғанистандики террорлуқ тәһдити, америка пуқралири вә американи қоллиған афғанистанлиқлар вә чәт әлликләрниң чеградин чиқишиға йол қойулуши қатарлиқ мәсилиләрниңму оттуриға қойулғанлиқини тәкитлиди.

учришишқа америка дөләт бихәтәрлик оргининиң йуқири дәриҗилик әмәлдарлириниңму қатнашқанлиқини билдүргән прайс, талибанниң америка билән даеш террорлуқ тәшкилатиниң хорасан қанитиға қарши туруш мәсилисидә һәмкарлишалайдиған-һәмкарлишалмайдиғанлиқи тоғрисидики соалларға җаваб бериштин өзини қачуруп: «бу йәрдә ортақ мәнпәәт бар. даешниң хорасан қанити америка вә униң шериклири, шундақла талибанлар үчүнму тәһдит» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر