меркел хәлқара җәмийәтни афғанистанға йардәм беришкә чақирди

германийә баш министири ангела меркел афғанистанда иқтисадий вәйранчилиқниң хәлқаралиқ йардәм арқилиқ алдини алғили болидиғанлиқини ейтти.

1718826
меркел хәлқара җәмийәтни афғанистанға йардәм беришкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: меркел, 20 – г гуруһи рәһбәрлириниң «афғанистан» темилиқ пәвқуладдә башлиқлар йиғинидин кейин елан қилған байанатида, мундақ деди: «нә ток билән тәминләш мулазимити, нә пул-муамилә системиси болмиғанлиқи үчүн, афғанистанда 40 милйон кишиниң қалаймиқанчилиқ патқиқиға петип қелишиға нәзәр ташлаш, хәлқара җәмийәтниң нишани болалмайду һәм болмаслиқи керәк, афғанистанда пул муамилә системисиниң вәйран болушиниң һечкимгә пайдиси йоқтур, дәрвәқә, у чағда инсанпәрвәрлик йардәм беришкиму болмайдиған бир хил вәзийәт шәкиллинип қалиду.»

афғанистандики пул-муамилә системисиниң вәйран болушиниң алдини елишта хәлқара пул фонди тәшкилати вә дунйа банкисиниң зор мәҗбурийити барлиқини байан қилған баш министир  меркел, терроризмға қарши күрәшниң муһимлиқини, афғанистанниң ташқи дунйаға тәһдит шәкилләндүрмәслики керәкликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر