путин  меркел вә макрон билән телефонлашти

русийә пирезиденти виладимир путин германийә баш министири ангела меркел вә фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән телефонда көрүшти.

1718218
путин  меркел вә макрон билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: киремил сарийиниң билдүрүшичә, русийә пирезиденти виладимир путинниң германийә баш министири ангела меркел вә фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән елип барған вә украинаниң шәрқидики киризис музакирә қилинған телефон сөһбитидә, бу мәсилини һәл қилиш мусаписиниң астилишидин әндишә қилиниватқанлиқи оттуриға қойулған.

путин, украина һөкүмитиниң бу мәсилигә мунасивәтлик келишимләргә риайә қилмайватқанлиқини илгири сүргән телефон сөһбитидә, үч рәһбәр, бу мәсилә тоғрисида 2015-йили һасил қилинған минсик келишимлириниң иҗра қилинишиниң муһимлиқини вә кәлгүсидә нормандийә форматсийәси даирисидә һәмкарлиқ орнитишқа көңүл бөлидиғанлиқлирини тәкитлигән.

үч рәһбәр, мунасивәтлик органларға, нормандийә форматсийәси даирисидә алақини күчәйтип, қойуқ паалийәт елип бериш тоғрулуқ йолйоруқ чүшүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر