йеңи зеландийә сәһийә вә маарип хизмәтчилиригә ваксина әмлитишни мәҗбурий йолға қойди

вухән вируси (Kovid-19) ниң йеңи варийантиға қарши күрәш давамлишиватқан йеңи зеландийәдә, сәһийә вә маарип саһәсидә хизмәт қилдиғанларға ваксина әмлтиш мәҗбурий йолға қойулди.

1717720
йеңи зеландийә сәһийә вә маарип хизмәтчилиригә ваксина әмлитишни мәҗбурий йолға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: йеңи зеландийәниң вухән вирусиға қарши күрәш қилиш министири крис хопкинис вирусниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн муһим болған икки орунниң хизмәтчилири үчүн йолға қойулған мәҗбурий ваксина әмлитиш бәлгилимиси тоғрисида министирлиқниң тор бетидә байанат елан қилди.

у: «бу орунларда хизмәт қилидиғанларниң көпинчиси толуқ ваксина әмләткән йаки қисмән әмләткән болсиму, һәр қандақ ишни тәләйгә ташлап қойалмаймиз. ваксина әмлитишни мәҗбурий қилдуқ. бу асан чиққан қарар әмәс, әмма мәзкур қәдәмни ташлаш үчүн техи ваксина әмләтмигән кишиләр билән хизмәт қилидиған бу кишиләргә еһтийаҗлиқмиз» деди.

йеңи зеландийәдә сәһийә хизмәтчилириниң биринчи ваксинасини 30-өктәбиргичә (2021) иккинчи ваксинасини 2021-йили 1-декабирғичә әмлитип болуши؛ оқутқучиларниң болса, биринчи ваксинасини 15-нойабирғичә, иккинчи ваксинасини 2022-йили 1-йанварғичә әмлитип болуш бәлгилимиси чиқирилди.

йеңи зеландийәниң рәсмий мәлуматлириға асасланғанда, биринчи ваксинасини әмләткәнләрниң нисбити %67 кә, иккинчи ваксинасини әмләткәнләрниң нисбити %47 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر