йапонийә билән русийә пүтүшти

йапонийә русийә билән тинчлиқ келишими тоғрисида сөһбәт өткүзүшни давамлаштуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқлирини уқтурди.

1716756
йапонийә билән русийә пүтүшти

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш вәзири кишида фумио, русийә пирезиденти виладимир путин билән телефонда көрүшкәндин кейин елан қилған байанатида, телефон сөһбитидә, путин билән икки дөләт мунасивәтлири вә районлуқ өзгиришләр һәққидә музакирә елип берип, иккинчи дунйа урушидин кейинки икки дөләт оттурисидики тинчлиқ келишими тоғрисида сөһбәт өткүзүшни давамлаштуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, хоккайдониң шәрқий шималидики курил райониға җайлашқан русийәниң контроллуқидики 4 аралниң қануний салаһийити мәсилисини һәл қилишқа тиришидиғанлиқлирини тәкитлиди.

йапонийә – русийә мунасивәтлирини өзара тәрәққий қилдурушни нишан қиливатқанлиқлирини ейтқан кишида, путинниң көплигән саһәләрдә дийалогни давамлаштуруш нийити барлиқини қәйт қилди.

иккинчи дунйа уруши ахирлашқандин кейин, сабиқ совет иттипақи, йапонийәниң тинч окйанни охотск деңизидин айрийдиған  вә узунлуқи тәхминән 1300 километир келидиған курил арилини 1945-йили бесивалғаниди.

игилинишичә, русийәниң курил арилини бесивелишидин кейин, йапонийә тәрипидин «шималий районлар» дәп аталған бу земин парчиси мәсилисидики келишмәслик сәвәбидин, русийә билән йапонийә оттурисидики тинчлиқ келишими имзалаш сөһбәтлиридә, тәрәпләр һечқандақ нәтиҗә һасил қилалмай кәлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر