б д т афғанистандики йемәклик бихәтәрлики һәққидә агаһландурди

бирләшкән дөләтләр афғанистандики 14 милйон кишиниң йемәклик бихәтәрлики йоқлуқини, озуқлуқ йетишмәслик вә йемәклик йетишмәсликниң пүтүн мәмликәткә кеңийиватқанлиқини агаһландурди

1715464
б д т афғанистандики йемәклик бихәтәрлики һәққидә агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т балилар фонди (UNICEF) ниң афғанистан вәкили һерве лудович де лис вә дунйа ашлиқ пирограммиси афғанистан вәкили марий еллен мак гартити һерат шәһиридә икки күн зийарәттә болғандин кейин, афғанистандики озуқлуқ йетишмәслик мәсилисиниң еғирлиқиға һәмминиң диққитини тартти.

б д т мәсуллири қиш йеқинлашқанда афғанистан аилилиригә пакиз ичимлик су, йемәклик вә сәһийә мулазимити йәткүзүш үчүн вақит билән бәслишиватқанлиқини ейтти

. б д т баш катипи байанатчиси стефан дуҗарик афғанистандики 14 милйон кишиниң йемәклик бихәтәрлики йоқлиқини, тәхминән 3 милйон 200 миң кичик балиниң йилниң ахириғичә озуқлуқ йетишмәслик хәвпигә дуч келидиғанлиқини ейтти.

дуҗарик озуқлуқ йетишмәслик вә йемәклик йетишмәсликниң пүтүн мәмликәткә кеңийиватқанлиқини тилға елип, йил ахириғичә афғанистанда 11 милйон кишигә йардәм бериш үчүн керәклик 606 милйон доллар мәбләғниң пәқәт %35 иниңла топланғанлиқини билдүрди.

америка билән талибан оттурисида 2020-йили 2-айда һасил қилинған тинчлиқ келишими даирисидә, хәлқара күчләрниң афғанистандин чекиниши билән башланған җәрйандин кейин , талибан пайтәхт кабулни қоршивалған вә 15 – авғустта пирезидент әшрәф ғәни чеградин чиқип кәткән иди

. америка 31-авғустта афғанистандин чекинишни тамамлап болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر