хәлқара пул фонди тәшкилати: дериктор георгийеваға четишлиқ алдамчилиқ җинайити тәкшүрүлүватиду

хәлқара пул фонди тәшкилати (IMF), тәшкилат дериктори киристалина георгийеваға четишлиқ алдамчилиқ җинайитиниң тәкшүрүлүватқанлиқини уқтурди.

1714927
хәлқара пул фонди тәшкилати: дериктор георгийеваға четишлиқ алдамчилиқ җинайити тәкшүрүлүватиду

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара пул фонди тәшкилати байанатчиси герри райс байанат елан қилип, дунйа банкисиниң 2018- йиллиқ сода ишлирини асанлаштуруш доклатидики «хитайниң рәт тәртипигә тәсир көрситидиған санлиқ мәлуматларни өзгәртиш»  тоғрисидики әйибләшләрниң тәкшүрүлүшватқанлиқини билдүрди.

байанатта, хәлқара пул фонди тәшкилати иҗраийә оргини әзалириниң дунйа банкиси сода ишлирини қолайлаштуруш доклатидики санлиқ мәлуматларниң өзара мас болмаслиқ мәсилисини тәкшүрүватқан адвокатлиқ ширкити – вилмер һейл (Wilmer Hale) вәкиллири билән көрүшкәнликигә ишарәт қилди.

хәлқара пул фонди тәшкилати иҗраийә оргининиңму бу мәсилә тоғрисида дериктор георгийева биләнму сөзлишидиғанлиқи әскәртилгән байанатта, иҗраийә оргининиң тәкшүрүшни әтраплиқ, обйектип вә дәл вақтида елип бериш қарариниң қәтий икәнлики тәкитләнди.

дунйа банкиси 9- айниң 16- күни байанат елан қилип, санлиқ мәлуматлардики өзара мас болмаслиқ мәсилисини тәкшүрүш нәтиҗисидә банкиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлириниң хизмәтчиләргә бесим ишлитип, хитайниң рәт тәртипигә тәсир көрситидиған санлиқ мәлуматларни өзгәрткүзгәнлики ениқланғандин кейин, «сода доклати»ни елан қилишни давамлаштурмайдиғанлиқини уқтурғаниди.

хәлқара пул фонди тәшкилати дериктори георгийева тәкшүрүш нәтиҗисигә қарши чиққаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر