сәмиһ шукри: түркийә - мисир мунасивәтлири йахшилиниватиду

мисир ташқи ишлар министири сәмиһ шукри түркийә билән дөлити оттурисидики мунасивәтниң йахшилиниватқанлиқини билдүрди.

1713671
сәмиһ шукри: түркийә - мисир мунасивәтлири йахшилиниватиду

түркийә авази радийоси хәвири: мисирниң MBC қанилидики сөһбәт пирограммисиға телефон арқилиқ қатнашқан шукри, түркийә вә мисир ташқи ишлар министирлиқи әмәлдарлириниң иккинчи қетимлиқ сөһбити тоғрисида тохталди.

у икки дөләт мунасивитиниң йахшилинишқа қарап тәрәққий қиливатқанлиқиға ишарәт қилип: «биз давамлишишини үмид қиливатқан илгириләшләр бар» деди.

у, түркийә билән мисир оттурисидики иккинчи қетимлиқ издиниш сөһбити җәрйанида икки дөләт мунасивәтлири вә районға алақидар мәсилиләрниң музакирә вә муһакимә қилинғанлиқини билдүрди.

иккинчи қетимлиқ сөһбәттин кейин 8 - сентәбир билумберг қанилиға байанат бәргән шукри, дөлитиниң «түркийә билән нормал мунасивәт орнитишниң формуласини издәватқанлиқини» ейтқаниди.

түркийә билән мисир оттурисидики дипломатик мунасивәтләр 2013 – йилидин буйан өзара дипломатик вәкил турғузуш дәриҗисидә давамлаштурулуп кәлмәктә.

бу мусапидә икки дөләтниң ташқи ишлар министирлири арисида һәр хил сәвәбләр түпәйли қисқа учришишлар өткүзүлди. мсиирниң әнқәрәдики әлчиханиси билән истанбулдики консулханиси вә түркийәниң қаһирәдики әлчиханиси билән искәндәриййәдики консулханиси хизмәтлирини давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر