йапонийәдә «ковид – 19» йуқумиға қарши җиддий һаләт чәклимиси ахирлашти

йапонийәдә «ковид – 19» йуқумиға қарши 19 өлкидә йолға қойулуватқан җиддий һаләт чәклимиси 1 – өктәбир етибари билән әмәлдин қалдурулди.

1713367
йапонийәдә «ковид – 19» йуқумиға қарши җиддий һаләт чәклимиси ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: «ковид – 19» вируси билән йуқумланғучилар саниниң азийишидин кейин, пайтәхт токйо вә осака шәһәрлириниму өз ичигә алған дөләт миқйасидики 19 өлкидә йолға қойулуватқан җиддий һаләт чәклимиси вә 8 өлкидә йолға қойулуватқан йерим җиддий һаләт чәклимиси ахирлашти.

шуниң билән, дөләт миқйасида апрел ейидин буйан даирисии тәдриҗий һалда кеңәйтилгән вә бәзидә тарайтилған җиддий һаләт чәклимиси йолға қойулған һечбир район қалмиди.

пайтәхт районида әң ахирқи қетим җиддий һаләт чәклимиси, 2020 – йиллиқ токйо олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси башлиништин бурун, 12 – ийул күни иҗра қилинишқа башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر