шималий корейә йеңи бомбисини синақ қилди

шималий корейә йеңи йасиған айропиланға қарши башқурулидиған бомбисини синақ қилғанлиқини уқтурди.

1713392
шималий корейә йеңи бомбисини синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап хәвәр агентлиқиниң шималий корейә мәркизи ахбарат агентлиқини асас қилған хәвиригә қариғанда, шималий корейә мудапиә пәнлири академийәси йеңи йасалған бир айропиланға қарши башқурулидиған бомбиниң синақ қилинғанлиқини уқтурған.

шималий корейә мәркизи ахбарат агентлиқи, мудапиә пәнлири академийәсиниң «қош иттириш күчигә игә учуш матори» сәпләнгән йеңи технологийәләрни тонутуш арқилиқ бир бомба контрол системиси билән тез инкас қайтуруш вә тоғра илгириләш иқтидариға игә йеңи башқурулидиған бомбиниң «көрүнәрлик» җәң қилиш иқтидарини дәлиллигәнликини илгири сүрди.

шималий корейә буниң билән йеқинқи бир ай ичидә төтинчи қетим башқурулидиған бомба синиқи елип барған болди.

шималий корейә мәркизи ахбарат агентлиқи, «Hwasong-8» намлиқ башқурулидиған бомбиниң 28- сентәбир мувәппәқийәтлик синақ қилинғанлиқини хәвәр қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر