америка афғанистанға давамлиқ инсанпәрвәрлик йардәм бериш тоғрулуқ иҗазәтнамә елан қилди

америка қошма иштатлири малийә министирлиқи афғанистан хәлқигә давамлиқ йардәм бериш вә бу дөләтниң асаслиқ инсанпәрвәрлик еһтийаҗлирини қандурушқа даир  башқа паалийәтләрни қоллаш тоғрулуқ иҗазәтнамә елан қилди.

1710403
америка афғанистанға давамлиқ инсанпәрвәрлик йардәм бериш тоғрулуқ иҗазәтнамә елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, чәт әлликләрниң мал - мүлүклирини қоғдаш ишханиси (OFAC) тәрипидин бу һәқтә 2 иҗазәтнамә елан қилинғанлиқи, бу иҗазәтнамиләрниң,  афғанистан хәлқигә давамлиқ йардәм бериш вә бу дөләтниң асаслиқ инсанпәрвәрлик еһтийаҗлирини қандурушни мәқсәт қилидиғанлиқи, бу даиридә, америка қошма иштатлириниң ембарголириниң сәлбий тәсиригә учриған районларға инсаний вә иқтисадий йардәм беришкә иҗазәт берилидиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «америка қошма иштатлири малийә министирлиқи, талибан вә башқа ембарго йүргүзүлидиған тәшкилатлар вә шәхсләрни мал-мүлүклиридин мәһрум қилиш билән бир вақитта,  афғанистандики пуқраларниң америка һөкүмити вә хәлқара җәмийәтниң инсанпәрвәрлик йардимигә еришишини қәтий чәклимәйду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر