сомалида аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

сомалиниң пайтәхти могадишуда йүз бәргән аптомобил бомба һуҗумида 7 киши җенидин айрилди.

1710413
сомалида аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали таратқулириниң хәвәр қилишичә, пайтәхт могадишуниң келгаб районида, аптомобилға орунлаштуруп қойулған бомбиниң партлиши нәтиҗисидә 7 киши һайатидин айрилған, 8 киши йариланған.

һәрбий мәнбәләрниң билдүрүшичә, түркийәниң могадишуда турушлуқ әлчиханиси вә сомали түркийә вәзипә өтәш әтрити қоманданлиқ иштабидин хелила йирақлиқта йүз бәргән вә җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған һуҗумда, түркийә әлчиханиси вә вәзипә өтәш әтрити қоманданлиқ иштаби һечқандақ зийанға учримиған.

игилинишичә, сомалида террорлуқ тәшкилати әшшәбаб, дөләт хәвпсизлик күчлири вә пуқрави олтурақ районлириға пат – пат һуҗумларни елип баридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر