америка араканлиқларға 180 милйон доллар йардәм беришкә вәдә бәрди
америка қошма иштатлири араканлиқларға йәнә 180 милйон доллар йардәм беридиғанлиқини уқтурди.

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики даимий вәкили линда томас гринфелд, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 76 – нөвәтлик омумий кеңиши йиғинлири даирисидә, араканлиқларниң әһвали һәққидә өткүзүлгән алий дәриҗилик рәһбәрләр тор йиғинида қилған сөзидә, араканлиқларниң бирмада узун йиллар тән җазаси, басқунчилиқ вә көйдүрүп өлтүрүш қилмишлириға дучар болғанлиқини, бирмада феврал ейда йүз бәргән һәрбий – сийасий өзгириштин кейин, араканлиқларниң әһвалиниң техиму йаманлишип кәткәнликини, 900 миң араканлиқниң баңладештин панаһлиқ тилигәнликини қәйт қилди.
араканлиқларниң әһвалиға сәл қарашқа болмайдиғанлиқини әскәрткән гринфелд, америка қошма иштатлириниң араканлиқларға йәнә 180 милйон доллар йардәм беридиғанлиқини, бу йардәмниң 158 милйон долларлиқ қисминиң баңладештики араканлиқларға йардәм үчүн ишлитилидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәлуматлириға қариғанда, 2017 – йили, 25 – авғусттин кейин аракандин қечишқа мәҗбур болған вә баңладештин панаһлиқ тилигән араканлиқ мусапирларниң сани 700 миңдин көп болуп, лагерлардики мусапиларниң йеримини балилар тәшкил қилидикән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

иссиқ иқлимлиқ бәзи дөләтләрдә қар йағди
иссиқ иқлими билән тонулған сәуди әрәбистан, ийорданийә, ливан вә ирақта қар йағди.