байдин һөкүмити көчмән қобул қилиш чәклимисини 125 миңға йәткүзиду

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин һөкүмити 2022 – йиллиқ малийә хүамчоти даирисидә көчмән қобул қилиш чәклимисини 65 миң 500 дин 125 миңға йәткүзиду.

1708410
байдин һөкүмити көчмән қобул қилиш чәклимисини 125 миңға йәткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, пирезидент җо байдин һөкүмити, 2021 – йили үчүн бекитилгән 62 миң 500 көчмән қобул қилиш чәклимисини келәр йиллиқ малийә хамчоти даирисидә 125 миңға йәткүзүшни пиланлимақта икән.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкенниң, бу пилан һәққидә дөләт мәҗлиси әзалири билән музакирә елип бериши мөлчәрләнмәктә икән.

2021 – йили, 20 – йанвар күни вәзипигә олтурған җо байдин, көчмән қобул қилиш чәклимисини 62 миң 500 гә чиқарған болсиму, лекин 2020 – йили өктәбирдин 2021 – йили авғустқичә болған арилиқта америка қошма иштатлириға пәқәт 7 миң 637 көчмән қобул қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر