волқан бозқирниң б д т дики башлиқлиқ вәзиписи ахирлашти

вәзипә өтәш муддити ахирлашқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) 75 – нөвәтлик омумий кеңиши башлиқи волқан бозқирниң орниға молдавийә ташқи ишлар министири абдулла шаһид кәлди.

1706274
волқан бозқирниң б д т дики башлиқлиқ вәзиписи ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: волқан бозқир  2020 – йили 14 – сентәбирдә үстигә алған 75 – нөвәтлик б д т омумий кеңиши башлиқлиқ вәзиписини түнүгүн тамамлиди. буниңдин кейин  омумий кеңәшниң башлиқлиқ вәзиписини молдавийә ташқи ишлар министири абдулла шаһид давамлаштуриду.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә байанат елан қилип: «һөрмәтлик бозқир вәзипә өтиши җәрйанида — йуқум пәйда қилған чәклимиләргә қаримай — омумий кеңәш хизмәтлириниң үзлүксиз давамлишишиға капаләтлик қилди, хәлқара җәмийәтниң виҗданини җараһәтләндүргән пәләстин, сүрийә вә бирма қатарлиқ киризисләрниң омумий кеңәштә музакирә қилинишиға башламчилиқ қилди вә барлиқ әза дөләтләр баравәр вәкиллик һоқуқиға игә болған омумий кеңәшни күчәйтиш хизмәтлирини қоллап - қуввәтлиди» дегәнләрни қәйт қилди.

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп волқан бозқирни тәбриклди.

у тивиттердики адресида тарқатқан учурида: «75 – нөвәтлик б д т омумий кеңишиниң башлиқлиқ вәзиписини утуқлуқ тамамлап өткүзүп бәргән баш әлчи волқан бозқирни тәбрикләймән. дөлитимизгә әң йахши шәкилдә вәкиллик қилғанлиқиң вә дунйа мәсилилиригә чарә тепиш тиришчанлиқлириң үчүн тәшәккүрләр волқан ака!» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر