шималий корейә баллистик башқурулидиған бомба синиақ қилди

йапонийә шималий корейәниң «баллистик» башқурулидиған бомба синиқи елип барғанлиқини тәхмин қилғанлиқини елан қилди.

1706489
шималий корейә баллистик башқурулидиған бомба синиақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләтлик таратқуси «NHK» ниң һөкүмәт мәнбәлирини асас қилған хәвиригә қариғанда, шималий корейә 15-сентәбир әтигәндә башқурулидиған бомба синиқи елип барған.

йапонийә дөләт мудапиә министирлиқи шималий корейәниң синақ қилғанлиқи мөлчәрләнгән «баллистик башқурулидиған бомба» ниң йапонийә тәвәликигә чүшмигәнликини елан қилди.

кйодо агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, йапонийә деңиз қирғиқи муһапизәт әтрити башқурулидиған бомбиниң йапонийәниң алаһидә иқтисадий райони (EEZ) ниң сиртиға чүшкән болуши мумкинликини билдүргән.

америка бирләшмә агентлиқи (AP) му җәнубий корейә армийә баш иштабиниң байанатини мәнбә қилған һалда, шималий корейәниң башқурулидиған бомбини дөләтниң шәрқий деңиз қирғиқиға атқанлиқини хәвәр қилди.

башқурулидиған бомба синиқиниң түнүгүн америка вә җәнубий корейә дипломатлири йапонийәниң пайтәхти токйода өткүзүлгән «шималий корейә» темилиқ башлиқлар йиғинидин кейин елип берилғанлиқи һәмминиң диққитини тартмақта.

йонхап агентлиқиму шималий корейә мәнбәлирини асас қилған хәвиридә, шималий корейәниң һәптә ахирида мусаписи 1500 киломитир келидиған «йеңи типтики башқурулидиған бомба» синииқи елип барғанлиқини билдүргән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر