америка хитай әткәсчиси һәққидә учур йәткүзгүчиләргә 5 милйон доллар мукапат бериду
америка қанунсиз йоллар билән фентанил тошуйдиған хәлқаралиқ бир җинайәт тәшкилатиниң каттибеши болған хитай пуқраси җаң җйәнниң қолға чүшүрүлүши үчүн учур билән тәминлигүчиләргә 5 милйон долларғичә мукапат беририлидиғанлиқини җакарлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, җаң җйән рәһбәрликидики җинайәт тәшкилати 2013 – 2016 – йиллири америка қошма иштатлириға киргүзгән фентанил билән зәһәрлинип 4 америкалиқниң өлгәнлики, 5 кишиниң вуҗудида еғир зийан көрүлгәнлики қәйт қилинди.
җаң җйәнгә, 2018 – йили йанвар ейида шималий дакота иштатида ечилған сотта қамақ җазаси берилгәнлики әскәрткән байанатта, униң туруватқан җайниң ениқлап чиқилиши, қолға чүшүрүлүши, йаки тутулуши тоғрисида учур билән тәминлигүчиләргә 5 милйон долларғичә мукапат беририлидиғанлиқи тәкитләнди.
1950 – йилларниң башлирида белгийәдә елип берилған теббий тәтқиқат нәтиҗисидә байқалған фентанил, морфиндин 80 һәссә күчлүк бир зәһәрлик чекимлик дәп билинидикән.
1990 – йилларниң башлирида медитсина саһәсидә давалаш мәқситидә ишлитишкә башлиған фентанил, тәсири күчлүк баш ағриқи дориси болғанлиқи үчүн, наркоз саһәсидиму наһайити көп ишлитилидикән, болупму рак бимарлирини давалашта үнүминиң йахши икәнлики қәйт қилинған бу мадда, медитсина дунйаси үчүн әң қиммәтлик дориларниң бири һесаблинидикән.
фентанил, алдинқи йилларда канадада нурғун адәмниң өлүп кетишигә сәвәб болғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
мисир ташқи ишлар министири түркийәдә зийарәттә болиду
мисир ташқи ишлар министири самиһ шүкри һәптә ахирида түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.