америка афғанистандин 116 миңдин артуқ кишини тарқақлаштурған

америка 2021-йили 14-авғусттин башлап афғанистандин 116 миң 700 миң кишини тарқақлаштурди.

1699766
америка афғанистандин 116 миңдин артуқ кишини тарқақлаштурған

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай афғанистандики тарқақлаштуруш хизмәтлири тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, йеқинқи 24 саәт ичидә кабулдики һамид карзайи хәлқара айродурумидин тәхминән 1 миң 250 кишиниң тарқақлаштурулғанлиқи қәйт қилинди. йәни, йеқинқи 24 саәттә 26 қетим һәрбий айропилан сәпири билән 1 миң 200 киши, икки бирләшмә қисим айропилан сәпири билән 500 киши тарқақлаштурулған.

буниң билән, американиң тарқақлаштуруш һәрикити башланған 14-авғусттин бүгүнгичә тарқақлаштурулған кишиләрниң сани 116 миң 700 гә чиқти. ийул ейиниң ахиридин буйан тарқақлаштурулған кишиләрниң сани 122 миң 300 гә чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر