байдин интиқам алимиз дәп қәсәм қилди
америка пирезиденти җо байдин кабулдики террорлуқ һуҗуми һәққидә тохталғанда, һуҗумни пәйда қилғучилардин һесаб алидиғанлиқлирини билдүрүп, интиқам елишқа қәсәм қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин кабулдики террорлуқ һуҗуми һәққидә тохталғанда, һуҗумни пәйда қилғучилардин һесаб алидиғанлиқлирини билдүрүп, интиқам елишқа қәсәм қилди.
у: «һуҗумни <даеш-хурасан> дәп билинидиған гуруппа пәйда қилди» деди.
у йеқинқи күнләрдә даеш-хурасанниң кабулдики айродурумға һуҗум қилидиғанлиқи тоғрисида мәлуматларни тапшуруп алғанлиқлирини әскәртип, бу сәвәбтин афғанистандин чекинишни 31-авғустқичә ахирлаштурушта қәтий қарарға игә икәнликлирини ейтқан иди.
б б с түнүгүнки һуҗумда җенидин айрилғанлар саниниң 90 ға чиққанлиқини, әң аз дегәндә 150 кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.
америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштабиниң байанатчиси бил урбан (Bill Urban) һуҗумда қенидин айрилған америка әскәрлири саниниң 13 кә, йариланғанларниң болса 18 гә чиққанлиқини елан қилди.
нам-шәрипини ашкарилашни халимиған талибанниң бир мәсули, партлашта 28 талибан әзасиниң җенидин айрилғанлиқини қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
мисир ташқи ишлар министири түркийәдә зийарәттә болиду
мисир ташқи ишлар министири самиһ шүкри һәптә ахирида түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.