тунис пирезиденти алаһидә һоқуқлириниң муддитини узартти

тунис пирезиденти қайс сәид дөләттики мәвҗут идарә-органлар вә парламентниң дөләткә нисбәтән хәтәр икәнликини ейтти.

1696958
тунис пирезиденти алаһидә һоқуқлириниң муддитини узартти

түркийә авази радийоси хәвири: тунис пирезидентлиқ мәһкимиси қайс сәидниң син көрүнүшлүк байанатини тарқатти.

байанатта, пирезидент қайс сәид сода вә експорт министири муһәммәд бусәидни қартаҗа сарийида қобул қилғандин кейин, парламентниң хизмәтлирини тохтитиши, барлиқ парламент әзалириниң алаһидә имтйазлирини әмәлдин қалдурушқа охшаш һоқуқларни қолиға йиғқан қарарларни муддәтсиз узартишқа мунасивәтлик сәвәбләрни елан қилди.

у: «җиддий һаләт тәдбирлири тунисни босуғисида сақлап турған хәтәрләр сәвәбидин узартилди. бу вәзийәт һазирму күчкә игә. дөләттики мәвҗут идарә-органлар вә хизмәт шәкиллири дөләткә нисбәтән ейтқанда, хәтәр һесаблиниду. парламент дөләткә нисбәтән зийанлиқ, аваз ташлаш басқучлири лобилар билән мәслиһәтлишиш нәтиҗисидә әмәлгә ашиду» деди.

у исмини тилға алмастин сийасий партийәләрни монополчилар билән һәмкарлишип асаслиқ лазимәтликләрниң баһасини өстүрди дәп әйиблиди вә мәзкур гуруппиларға «бәдилини төләйдиғанлиқи» һәққидә тәһдит салди.

тунис хәлқи 2021-йили 25-ийул муәййән вақит пәрқи вә охшимиған көләмләрдә давамлишиватқан иҗтимаий, иқтисад, сийасий вә контролини йоқатқан сәһийә киризиси сәвәбидин кәң көләмлик намайишларни өткүзгән иди.

тунис пирезиденти қайс сәид дөләт хәтәр ичидә қалған вақитта, өзигә алаһидә һоқуқларни беридиған асасий қанунниң 80-маддисини иҗра қилидиғанлиқини елан қилған иди.

у парламентниң 30 күн тақилидиғанлиқини, барлиқ парламент әзалириниң алаһидә имтийазлириниң әмәлдин қалдурулғанлиқини, баш министирниң һоқуқидин елип ташланғанлиқини вә йеңи баш министирни өзиниң вәзипигә тәйинләйдиғанлиқини, чириклик делолири үчүн өзиниң баш тәптиш болғанлиқиниму уқтурған иди.

у парламентниң бир айлиқ тақилиши ахирлашқандин кейин, парламентниң хизмәтлирини тохтитишни өз ичигә алған алаһидә һоқуқларни қолиға йиғқан қарарларниң «муддәтсиз» узартилғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر