германийә һәр йили 400 миң көчмәнгә еһтийаҗлиқ

германийә федератсийә ишқа орунлаштуруш идарисиниң башлиқи детлеф шеле (Detlef Scheele) германийәниң һәр йили 400 миң көчмәнгә моһтаҗ икәнликини ейтти.

1696413
германийә һәр йили 400 миң көчмәнгә еһтийаҗлиқ

түркийә авази радийоси хәвири: германийә федератсийә ишқа орунлаштуруш идарисиниң башлиқи детлеф шеле «зүддайчә зәйтуң гезити» ниң зийаритини қобул қилғанда, германийә хизмәт базарлирида лайақәтлик хадимларға болған еһтийаҗниң күндин-күнгә һес қилиниватқанлиқини билдүрди.

у: «биз йилиға 400 миң көчмәнгә моһтаҗ. алдинқи йилларға селиштурғанда, бу сан техиму көп. йашанғанлар йаки бимарларға қараш саһәлиридә лайақәтлик кишиләргә, һава тәңшигүч техник хадимлириға вә академикларға моһтаҗ» деди.

у көчмән әмгәк күчлири билән мусапирлар мәсилисини арилаштурвәтмәслик керәкликини әскәртип: «бу инсанпәрвәрлик мәсилиси һесаблиниду. әгәр афғанистандин кәлгән мусапирлар болса, германийә уларни қобул қилиш үчүн өз мәсулийитини ада қилиши керәк. әмма, мән үчүн әмгәк күчи базиридики кәмтүклүкләрни толуқлаш наһайити муһим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر