байдин: афғанистандин 33 миң кишини тарқақлаштурдуқ

америка 14-авғусттин (2021) буйан афғанистан пайтәхти кабулдин 28 миң кишини тарқақлаштурди.

1695543
байдин: афғанистандин 33 миң кишини тарқақлаштурдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин ақсарайда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, америка пуқралирини тарқақлаштурушниң алдин әһмийәт беридиған мәсилиләрниң бири икәнликини билдүрди.

у кабулдики хәвпсизлик вәзийитиниң наһайити тез өзгәргәнликини әскәртип, америка пуқралирини тарқақлаштуруш мәсилисидә өзигә қаритилған тәнқидләр үстидә тохталди.

у: «14-авғусттин буйан тәхминән 28 миң кишини тарқақлаштурдуқ. ийул ейидин буйан тарқақлаштурулған кишиләрниң сани 33 миңға йәтти. бунчивала кишиләрни бихәтәр һалда тарқақлаштуруштин башқа йол йоқ. алдимизда йол узун вә нурғунлиған иш оңушлуқ болмаслиқи мумкин» деди.

у қатар, германийә, күвәйт вә испанийәни өз ичигә алған нурғун дөләтләр билән тарқақлаштуруш хизмәтлири тоғрисида келишим түздуқ. тарқақлаштурулған афғанистанлиқларниң кабулдики америка һәрбий базилириға елип берилғанлиқини, у йәрдә бихәтәрлик тәкшүрүши ахирлашқандин кейин америкаға елип келинидиғанлиқини қәйт қилди.

у афғанистандики тарқақлаштуруш хизмәтлирини 31-авғустқичә (2021) ахирлаштурушни үмид қилидиғанлиқлирини тәкитләп, зөрүр тепилғанда, талибанға қарши йүргүзүлидиған ембарголарни қоллайдиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر