һекмәтйар: талибан рәһбәрлириниң кабулға кириши билән һөкүмәт қуруш хизмити башлиниду

афғанистандики мәшһур сийасийонлардин гулбәддин һекмәтйар, йеңи һөкүмәт қуруш паалийәтлириниң талибан рәһбәрлириниң пайтәхт кабулға кириши билән тәң башлинидиғанлиқини ейтти.

1694923
һекмәтйар: талибан рәһбәрлириниң кабулға кириши билән һөкүмәт қуруш хизмити башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: һизби ислами партийәси рәһбири һекмәтйар, афғанистан таратқулириниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, йеңи һөкүмәт қурулуши үчүн афған сийасий рәһбәрләр билән талибанлар оттурисидики рәсмий учришишларниң талибан рәһбәрлириниң кабулға кириши билән тәң башлинидиғанлиқини, талибанниң барлиқ тәрәпләргә вәкиллик қилидиған бир һөкүмәт қурушни халайдиғанлиқиға даир ишарәтләрниң барлиқини әскәртти, һәмдә талибан һәйәтлири билән йеқинқи күнләрдә елип берилған учришишларниң рәсмий зийарәт даирисидә әмәсликини қәйт қилди.

йеқинда афғанистанда «һәммигә вәкиллик қилидиған исламий һөкүмәт» қуридиғанлиқлирини уқтурған талибан, һәйәтләрни тәшкилләп, афғанистандики мәшһур сийасийонларни зийарәт қилғаниди.

талибан һәйәтлири, йеқинқи күнләрдә афғанистанниң сабиқ пирезиденти һамид карзаи, миллий йаришиш алий кеңишиниң рәиси абдуллаһ абдуллаһ вә һизби ислами партийәси рәһбири гулбәддин һекмәтйар қатарлиқлар билән көрүшкәниди.

йәкшәнбә күни, пайтәхт кабулни қоршав астиға алған талибан, пирезидент әшрәф ғениниң дөләтни тәрк етиши вә һөкүмәт күчлириниң пайтәхттин айрилишидин кейин, шәһәрни тоқунушсиз һалда контрол астиға алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر