иран афғанистанлиқ мусапирларниң чеградин киришини тосидиғанлиқини билдүрди

иран ички ишлар министирлиқи қармиқидики чегра ишлири баш идариси директори һүсәйин қасими, дөлитиниң афғанистанлиқ мусапирларниң чеградин киришини тосидиғанлиқини билдүрди.

1693395
иран афғанистанлиқ мусапирларниң чеградин киришини тосидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ички ишлар министирлиқи қармиқидики чегра ишлири баш идариси директори һүсәйин қасими, иран әдлийә оргиниға қарашлиқ мизан ахбарат агентлиқиға байанат берип, талибанниң қолиға өткән афғанистандики өзгиришләрни көздә тутуп вә ковед-19 йуқуминиң тарқилишиниң алдини елиш үчүн, афғанистан чеграсини күчлүк контрол қилидиғанлиқини билдүрди.

қасими, бу арқа көрүнүштә җәнубий хорасан, систан-балучистан вә рәзәви хорасан қатарлиқ өлкиләрдә турушлуқ бихәтәрлик қисимлириға «иранға кирмәкчи болған афғанистанлиқларниң алдини елиш» тоғрисида буйруқ чүшүрүлгәнликини ейтти.

афғанистанға чеградаш болған иранда 800 миңи тизимға елинған болуп җәмий 3 милйон әтрапида афғанистан пуқраси йашайду.

талибанларниң дөләтниң тизгинини қолиға елишидин кейин, нурғун афғанистанлиқлар дөлитидин қечишқа башлиди.

2021-йили 15-авғуст йәкшәнбә күни пайтәхт кабулни қоршивалған талибанлар, пирезидент әшрәф ғәниниң қечиши вә һөкүмәт армийәсиниң пайтәхттин чиқип кетишидин кейин, шәһәрни тоқунушсизла толуқ қолға киргүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر