америка куба даирилириға ембарго йүргүзүшни қарарлаштурди

америка қошма иштатлири һакимийити кубада һөкүмәткә қарши намайишқа қатнашқанларға зораванлиқ қилинғанлиқи сәвәблик куба ички ишлар министирлиқиниң икки әмәлдари билән бир һәрбий қисимни «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзди.

1691060
америка куба даирилириға ембарго йүргүзүшни қарарлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири малийә министирлиқиниң билдүрүшичә, 11-ийул күни кубада башланған тинч, демократийәни қоллайдиған намайишларни бастурғанлиқи үчүн, куба әмәлдарлири вә тәшкилатлириға йеңи ембарголар йүргүзүлидикән.

байанатта тәкитлинишичә, чәт әлликләрниң мал - мүлүклирини қоғдаш ишханиси (OFAC), куба ички ишлар министирлиқиниң әмәлдарлири ромарико видал сотомайор гарсийа вә педро орландо мартинез фернандез билән куба инқилабий қораллиқ қисим министирлиқиға қарашлиқ «Tropas de Prevencion» намлиқ һәрбий қисимниң, «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзүзүлгәнликини уқтурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر