иран шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуши йолидики тосуқларниң бикар қилинғанлиқини билдүрди

иран дөләт бихәтәрлик алий кеңиши баш катипи әли шәмһани, дөлитиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуши йолидики сийасий тосуқларниң бикар қилинғанлиқини ейтти.

1690049
иран шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуши йолидики тосуқларниң бикар қилинғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шәмһани өзиниң тивиттердики адресида байанат елан қилип, русийә бихәтәрлик кеңишиниң секретари николай патрошеф билән өткүзгән телефон сөһбити һәққидә мәлумат бәрди.

у телефон сөһбити җәрйанида афғанистан, сүрийә вә парс қолтуқидики өзгиришләрниң музакирә қилинғанлиқини билдүрүп: «мән иранниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болушидики сийасий тосалғуларниң бикар қилинғанлиқидин хушалмән. мунасивәтлик рәсмийәтләрдин кейин иранниң әзалиқи җәзмлишиду. бу бир хуш хәвәр» дегәнләрни қәйт қилди.

1996-йили тунҗи қетим хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан вә таҗикистан тәрипидин «шаңхәй бәшлики» дегән нам билән башланған бу иттипақ, 2001-йили өзбекистан қошулғандин кейин намини шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға өзгәрткәниди.

униңдин кейинки мусапидә дунйа иқтисадиға болған тәсирини тез сүрәттә ашурған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, 2017-йили 6-айниң 9-күни қазақистанниң пайтәхти астанада өткүзүлгән башлиқлар йиғинида пакистан билән һиндистанниң толуқ әзалиқини мақуллаш арқилиқ күчини ашурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر