түркийә австрийә ички ишлар министириниң сөзлиригә инкас қайтурди
түркийә җумһурийити муавин ташқи ишлар министири фаруқ қаймақҗи, австрийә ички ишлар министири карл нехаммерниң түркийәни мусапирлар мәсилисидә иғвагәрчилик қилиш билән әйиблишигә наразилиқ билдүрди.
1690110
түркийә авази радийоси хәвири: муавин министир фаруқ қаймақҗи твиттердики адресида байанат елан қилип, нехаммерниң түркийәни мусапирлар мәсилисидә иғвагәрчилик қилиш билән әйиблишигә инкас қайтурди.
байанатида мехаммердин «йавропаниң қалған җайлириниң йүкиниң көп қисмини үстигә елип, 4 милйон 200 миң мусапирға мәртләрчә саһибханлиқ қиливатқан түркийә билән һәпилишишиниң сәвәби немикин?» дәп сориған қаймақҗи, түркийәниң йавропа иттипақиға барғансери йәршариви синаққа айлиниватқан тәртипсизлик көчмәнлик мәсилисидә қутритиш йаки тәһдит салмиғанлиқини, иттипақни бу мәсилидә бирликтә һәрикәт қилишқа чақирғанлиқини әслитип өтти.