русийәдә бир дохтурханида оксиген турубиси партилап кәтти

русийәгә қарашлиқ шималий осетийә-аланйа җумһурийитидики бир дохтурханида оксиген турубиси партилап кәтти.

1688786
русийәдә бир дохтурханида оксиген турубиси партилап кәтти

 

түркийә авази радийоси хәвири:еғир кесәлләр бөлүмидә давалиниватқан 11 нәпәр ковид-19 бимари оксиген йетишмәслик сәвәбидин қаза қилди.

русийәниң «TASS» хәвәр агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, шималий осетийә-аланйа җумһурийитиниң пайтәхти виладикавказда ковид -19 бимарлири давалиниватқан дохтурханида, йәр асти оксиген турубба линийәси партлап кәткән.

сәвәби техичә ениқланмиған  партлаш нәтиҗисидә, дохтурханиниң оксиген системиси вәйран болған.

еғир кесәлликләрни көзитиш бөлүмидә 71 киши давалиниватйқан болуп, нәпәслиниш үскүнисигә четилған 11 нәпәр ковид -19 бимари оксиген йетишмәслик сәвәбидин қаза қилған.

вәқәгә даир тәкшүрүш башланғанлиқи билдүрүлди. райондики барлиқ дохтурханиларда оксиген системисиниң қайтидин тәкшүрүлгәнлики уқтурулди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر