ирақтин дөләт сиртиға әткәс қилинған тарихий асарә-әтиқәләр қайтурулди

ирақ қанунсиз һалда дөләт сиртиға әткәс қилинған 17 миңдин артуқ тарихий асарә-әтиқәләрниң қайтурулғанлиқини билдүрди.

1685340
ирақтин дөләт сиртиға әткәс қилинған тарихий асарә-әтиқәләр қайтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ ташқи ишлар министири фуат һүсәйин, америка қошма иштатлириниң 2003 – йили ирақни ишғалийити мәзгилидә дөләт  музейлиридин қанунсиз һалда ирақ сиртиға әткәс қилинған тарихий асарә-әтиқәләр һәққидә елан қилған байанатида, 2016-йилдин буйан, алдинқи йилларда йүз бәргән музейларниң булаң-талаң қилиниш қилмишлиридин кейин,  қанунсиз һалда дөләт сиртиға әткәс қилинған тарихий асарә-әтиқәләрниң 17 миң 338 гә йәткәнликини әскәртиш билән бир вақитта, бу тарихий асарә-әтиқәләрдин 17 миң 321 иниң америка қошма иштатлиридин, 9 иниң йапонийәдин, 7 синиң голландийәдин  вә бириниң италийәдин дөләткә қайтуруп келингәнлики һәққидә мәлумат бәрди.

2003-йили, америка қошма иштатлири ирақни ишғал қилған мәзгилдә, бағдадни өз ичигә алған дөләтниң охшимиған вилайәтлиридики көплигән  музейлар булаң-талаң қилинғаниди.

бағдадтики  музей, аридин 12 йил өткәндин кейин, 2015 – йили қайта ечилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر