ливандин исраилийәгә ракетамийот етилди

ливандин исраилийәгә үч ракетамийот етилғанлиқи билдүрүлди.

1685559
ливандин исраилийәгә ракетамийот етилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, ливан чеграсиға йеқин кирйат шемона кафр гилади вә телһай шәһәрлиригә, ливандин үч ракетамийот етилғанлиқи, арқидинла агаһландуруш сигналлириниң челинишқа башлиғанлиқи, ракетамийотлардин иккисиниң исраилийәдики очуқ саһәләргә, йәнә бириниң болса ливан терротерийәсигә чүшкәнлики, исраилийә армийәсиниң буниңға, ливан тәрәпкә топ етиш арқилиқ җаваб қайтурғанлиқи билдүрүлди.

йәнә бир тәрәптин, исраилийә таратқулири, ракетамийотлардин бириниң кирйат шемона кафр гилади шәһиригә йеқин җайға чүшкәнлики,  арқидинла районда кичик типтики от апити йүз бәргәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر