«йавропа әхлақий компасини йоқитип қойди»

әнглийәдә чиқидиған «‹The Guardian› гезити», йавропаниң әхлақий компасини йоқитип қойғанлиқини илгири сүрди.

1684686
«йавропа әхлақий компасини йоқитип қойди»

түркийә авази радийоси хәвири: «‹The Guardian› гезити» ниң хәвиридә, бу йил киргәндин буйан миңға йеқин көчмәнниң ақдеңиздин өтүш йолида һайатидин айрилғанлиқи, бу рәқәмниң 2020 – йилдики охшаш мәзгилдики өлүм нисбитидин 4 һәссә артуқ икәнлики, көчмәнләрни зулум истиратегийәси билән тосушқа урунулуватқанлиқи әскәртилди.

гезит, гиретсийәниң көчмәнләр сийасиитиниму қаттиқ тәнқид қилип, бу дөләтниң көчмәнләрни йирақлаштуруш үчүн түркийә чеграсиға гас қилғучи аваз топлирини орунлаштурғанлиқини қәйт қилди.

көчмәнләрниң панаһлиқ тиләш илтимаслириға қулақ селинмастин чеградин қолап чиқириливатқанлиқиға даир гиретсийә вә башқа җайлардин көп санда байанат елан қилинғанлиқини тәкитлигән гезит, көчмәнләрни бундақ усул билән  қайтуруветишниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 1951 – йилқи әһдинамисигә хилап икәнликини йазди.

гезитниң, данийәдә сотсийал демократ һөкүмитиниң, йүзләрчә көчмәнни сүрийәгә зорлуқ билән қайтурувәтмәкчи болғанлиқи тәкитләнгән хәвиридә, мундақ дейилди: «йавропа рәһимсизләрчә вә ғәйрий әхлақй бир шәкилдә, рәһимсиз күч вә тәһдиткә асаслинидиған залим бир «қәлә» истиратегийәсини йолға қойуш сәвийәсигә чүшүп қалди. әмма көчмәнләр йавропа иттипақи нопусиниң аран% 0.6 ни тәшкил қилиду. үнүмлүк рәһбәрлик вә дөләтләр оттурисидики иттипақлиқ роһиға асасән, бу мурәккәп мәсилигә инсанпәрвәрлик нуқтисидин қараш мумкин.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر