йапонийә билән русийә курил тақим араллири тоғрисидики сөһбәтни давамлаштурушни қарар қилди

йапонийә билән русийәниң курил тақим араллири мәсилиси билән араллардики иқтисадий паалийәтләр тоғрисида икки тәрәплик сөһбәтни давамлаштурушни қарар қилғанлиқи билдүрүлди.

1684593
йапонийә билән русийә курил тақим араллири тоғрисидики сөһбәтни давамлаштурушни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң NHK тори, йапонийә муавин ташқи ишлар министири шигео йамада билән русийә муавин ташқи ишлар министири игор моргулофниң телефонда көрүшүп, дөләтниң шималидики курил тақим араллири билән араллардики иқтисадий паалийәтләрни өз ичигә алған икки тәрәплик тинчлиқ шәртнамисигә мунасивәтлик сөһбәтни давамлаштуруш тоғрисида келишкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, өзара қобул қилғили болидиған һәл қилиш чарисини тепиш тоғрисида бирдәклик һасил қилған икки рәһбәр, бу аралларда бирләшмә иқтисадий паалийәт елип бериш пикригә қизғин муамилә қилған.

мәзкур икки муавин министир йәнә, русийә баш министири михайил мишустинниң аралларға қаратқан өткән һәптидики зийаритигә қарита өз дөләтлириниң көз қаришини оттуриға қойуп өткән.

иккинчи дунйа уруши ахирлашқандин кейин, совет иттипақи, 1945- йили йапонийәниң тинч окйанни охотск деңизидин айрип туридиған тәхминән 1300 километир узунлуқтики курил тақим араллирини өзигә қошувалғаниди.

русийәниң аралларни өзигә қошувелишидин кейин, йапонийә тәрипидин «шималий районлар» дәп атилидиған бу район тоғрисида чүшиниш һасил қилиналмиғанлиқтин, русийә билән йапонийәниң тинчлиқ шәртнамиси имзалаш сөһбәтлиридә һечқандақ илгириләш болмиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر