малайшийа, ийорданиә, әзәрбәйҗан вә боснийә - гиретсиговена: түркийәгә йардәм беришкә тәййармиз

малайшийа, ийорданиә, әзәрбәйҗан вә боснийә - гиретсиговена түркийәниң от апитигә қарши күришигә йардәм беришкә тәййар икәнликини уқтурди.

1683117
малайшийа, ийорданиә, әзәрбәйҗан вә боснийә - гиретсиговена: түркийәгә йардәм беришкә тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийа ташқи ишлар министири һишамуддин һүсәйин иҗтимаий алақә торида байанат елан қилип, «малайшийа түркийәдә вә қәдирлик қериндишим (ташқи ишлар министири) мәвлут чавушоғлуниң йурти болған анталйада йүз бәргән дала от апитидә һайатидин айрилғанларға чоңқур тәзийә билдүриду» деди.

һишамуддин һүсәйин байанатида: «бу қийин пәйтләрдә дуалиримиз түркийә һөкүмити вә хәлқи билән биргидур» дегән ибариләргә орун бәрди.

малайшийадики малайшийа ислам тәшкилати мәслиһәтчиләр комитетиму от апити мунасивити билән байанат елан қилип, түркийәгә тәзийә билдүрди.

ийорданийәму дала от апитигә қарши күрәш қиливатқан түркийәниң йенида туридиғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилди.

ийорданийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси дәйфуллаһ әлфайиз, түркийәдики от апитидә һайатидин айрилғанларниң туғқанлириға тәзийә билдүрүп, «ийорданийә мушундақ қийин вақитта қериндаш түрк хәлқи билән биллә» деди.

йәнә бир тәрәптин, әзәрбәйҗан җиддий әһваллар министирлиқиға қарашлиқ әтрәтниң тунҗи түркүми дала от апитигә қарши туруш күришигә йардәм бериш үчүн муғлаға йетип кәлди.

бакудики һәйдәр әлийев айродурумидин айропилан билән даламан айродурумиға йетип кәлгән 100 кишилик гуруппа от өчүрүш хизмитигә йардәм бериду.

боснийә-гертсеговинадики икки милләтниң бири болған боснийә-һәрсәк бирләшмисиму, түркийәниң охшимиған районлирида йүз бәргән дала от апәтлирини контрол қилиш хизмәтлирини қоллаш мәқситидә йардәм әвәтидиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر