америка афғанистанлиқ тәрҗиманлирини америкаға қайтуруп кәлди

америка қисимлириниң афғанистандики афғанистанлиқ тәрҗиманлири вә йардәмчилири аилисидикиләр билән биргә америкаға қайтуруп келинди.

1682892
америка афғанистанлиқ тәрҗиманлирини америкаға қайтуруп кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: афған тәрҗиманларни вә аилә тавабиатлирини өз ичигә алған 2500 киши алаһидә көчмәнләр визиси (SIV) рәсмийити тамамланғанға қәдәр вақтинчә пайтәхт вашингитонға йеқин форт ле һәрбий базисида туриду.

афғанистанда 2009-йилдин бери америка һөкүмити вә америка армийәси билән ишләватқан кишиләргә қаритилған алаһидә көчмәнләр программиси, көчмәнлик вә иқамәт илтимасиниң тез һәм алаһидә тамамлинишини асанлаштуриду.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатиға асасланғанда, 2008-йилдин буйан тәхминән 70 миң афғанистанлиқ америкаға алаһидә көчмәнләр визиси (SIV)  билән олтурақлашқан.

«һечким арқида қалмисун» намлиқ аммивий тәшкилатниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, афғанистанда америка армийәси вә һөкүмити билән бирликтә хизмәт қилған тәхминән 300 афғанистанлиқ тәрҗиман өлтүрүлгән.

бу арилиқта май ейиниң бешида башланған америка әскәрлириниң афғанистандин чекинишиниң %95 тамамланғанлиқи тәхмин қилинмақта.

афғанистанда тинчлиқ мусаписи ениқсизлиқини давамлаштурмақта, бихәтәрлик қисимлири билән талибанлар оттурисида шиддәтлик тоқунушларму үзлүксиз давамлашмақта.

талибан 150 дин көпрәки наһийә мәркизи болуп, җәмий 407 наһийәниң контироллуқини алқиниға киргүзүвалған вәзийәттә турмақта.

талибан болса өз контроллуқиға өткән наһийә мәркәзлири саниниң 260 дин ашидиғанлиқини илгири сүмәктә.

афғанистандики 34 вилайәт мәркизи һазирму һөкүмәт күчлириниң контроллуқида.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر