ким җоңун дөләтниң һәрбий иқтидарини күчәйтишни тәләп қилди

шималий корейә рәһбири ким җоңун америка вә җәнубий корейәниң келәр ай бирликтә өткүзмәкчи болған бирләшмә маневиридин илгири дөләтниң һәрбий иқтидарини күчәйтишни тәләп қилди.

1682880
ким җоңун дөләтниң һәрбий иқтидарини күчәйтишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап хәвәр агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, ким җоңун 24- вә 27-ийул күнлири һәрбий вә сийасий әмәлдарлар билән көрүшүп, һәр қандақ чәтәл иғвагәрчиликигә қарши һәрбий иқтидарни тәрәққий қилдурушни җикилигән.

ким җоңун учришишта әмәлдарлардин дүшмәнләрниң һәрбий иғвагәрчиликигә тақабил туруш үчүн тәййарлиқ хизмәтлирини тамамлашни тәләп қилған.

җәнубий корейә қошниси шималий корейә билән алақә қаналлири қайта ечилип, йаритилған йаришиш кәйпийатиға пайдисиз тәсир көрсәтмәслики үчүн америка билән бирләшмә маневирниң өткүзүлидиған йаки өткүзүлмәйдиғанлиқи вә йаки қандақ шараитта өткүзүлидиғанлиқи һәққидә музакирилирини давамлаштурмақта.

җәнубий корейә билән америка өткүзүп келиватқан бирләшмә һәрбий маневирлар йеқинқи йиллардики ковид-19 йуқуми вә корейә йерим арилини йадросизлаштуруш тиришчанлиқи сәвәбидин әмәлдин қалдурулған йаки азайтилған иди.

шималий корейә билән җәнубий корейә оттурисида өткән бир йилда тақалған алақә қаналлири қайтидин ечилған болуп, 28-ийулда  тунҗи телефон сөһбити елип берилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر