йапонийәдә һаваниң иссип кетиши сәвәбидин 23 киши қаза қилди

йапонийәдә қаттиқ иссиқ сәвәбидин мушу бир һәптә ичидә 23 киши қаза қилди.

1681335
йапонийәдә һаваниң иссип кетиши сәвәбидин 23 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: от апити вә тәбиий апәтләргә тақабил туруш оргининиң доклатиға асасланғанда, 19  - ийулдин 25 – ийулғичә болған арилиқта иссиқ өтүп кетиш сәвәбидин 8122 киши дохтурханида йатқан. булардин 23 кишиниң қаза қилғанлиқи вә 3000 дин артуқ кишиниң әһвалиниң еғир икәнликини елан қилинған.

дохтурханида йатқанларниң йеримидин көпрәкиниң 65 йаштин йуқири икәнлики, 2627 кишиниң 18 йаштин 64 йашқичә  вә  800 кишиниң 17 йаштин төвән икәнлики уқтурулди.

мутәхәссисләр иссиқлиқ 28 градусқа йәткәндә йаки нәмлик %70 кә йәткәндә шамалдурғуч үскүнилирини ишлитишни тәвсийә қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر