шималий корейә билән җәнубий корейә оттурисидики рәсмий алақә қаналлири қайта ечилди

шималий корейә билән җәнубий корейә оттурисида өткән йили тақилип қалған алақә қаналлириниң қайтидин ечилғанлиқи елан қилинди.

1680753
шималий корейә билән җәнубий корейә оттурисидики рәсмий алақә қаналлири қайта ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә пирезидентлиқ ишханисидин елан қилинған байанатта, шималий корейә рәһбири ким җоңун билән җәнубий корейә пирезиденти мон җаин оттурисида тақилип қалған алақә қаналлирини қайтидин ечиш үчүн апрелдин буйан давамлашқан йезишишларниң иҗабий нәтиҗигә еришкәнлики билдүрүлди.

байанатта икки дөләт оттурисидики рәсмий алақә линийәсиниң актип һалға кәлтүрүлгәнлики, өз-ара ишәнч асасида икки тәрәп мунасивәтлириниң балдуррақ әслигә келиши үмид қилинғанлиқи уқтурулди.

шималий корейә дөләт агентлиқиму җәнубий корейә елан қилған рәсмий байанатни җәзмләштүрди.

шималий корейә һөкүмити өткән йили җәнубий корейәлик паалийәтчиләрниң шималий корейә чеграсида деңиз йоли арқилиқ тәшвиқат варақчиси әвәткәнликигә қарши тәдбир алалмиғанлиқи сәвәбидин җәнубий корейә билән болған алақә йоллирини тақашни қарар қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر