ғәззәдә партлаш йүз бәрди

ғәззәдики әззавийә базирида мәйданға кәлгән партлашта бир киши һайатидин айрилди, 10 киши йариланди.

1678762
ғәззәдә партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики ички ишлар ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, завийә базириға җайлашқан бирқанчә қәвәтлик бир бинада шиддәтлик партлаш йүз бәргәнлики, партлашта һайатидин айрилған бир киши билән 10 йаридарниң дохтурханиға әвәтилгәнлики, партлашта бина вә әтрапида маддий зийан келип чиққанлиқи әскәртилди, һәмдә пуқрави мудапиәлиниш  әтрәтлириниң, партлаштин кейин йүз бәргән от апитини контрол астиға алғанлиқи, партлашниң келип чиқиш сәвәбиниң тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر