канада баш министири труду җамәгә берип мусулманларниң һейтини тәбриклиди

канада баш министири җастин трудо қурбан һейт мунасивити билән тағ мәсчитигә берип, мусулманларниң һейтини тәбриклиди.

1678314
канада баш министири труду җамәгә берип мусулманларниң һейтини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: канаданиң онтарио өлкисидики әң чоң мәсчитләрниң бири болған тағ мәсчити (Mountain Mosque) гә барған баш министир трудо җамаәт тәрипидин алқиш садалири ичидә қарши елинди.

нутқини «әссаламу әләйкум» дәп башлиған трудо, арқидин «һейт мубарәк» дәп мусулманларниң қурбан һейтини тәбриклиди.

бу йәрдә җамаәткә қисқила сөз қилған трудо, канададики мусулманлар аммиси дуч келиватқан өчмәнлик вә ирқчилиқ һуҗумлирини әйибләп: «булар қобул қилғили болмайдиған дәһшәтлик һуҗумлардур» деди.

у бу хил һуҗумларниң канадада йүз бериватқанлиқиға ишинәлмәйватқанлиқини билдүрүп: «кишиләр етиқадлири билән әркин йашийалиши, мәсчитләрдә ибадәт қилалиши йаки кочида бихәтәр маңалиши лазим» дегәнләрни қәйт қилди.

җастин трудо сөзидин кейин мәсчиттики мусулманлар билән қол елишип көрүшкән һаләттә сүрәткә чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر