сүрийәдә бәшшар әсәд қисимлири вә иран қоллаватқан террорчи гуруппилар пуқраларға һуҗум қилди

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити вә қоллиғучилириниң идлиб йирикчиликни төвәнлитиш районидики уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилип, пуқралар олтурақлашқан җайға қилған һуҗумида 3 айал вә 2 балини қошқанда кәм дегәндә 6 пуқра һайатидин айрилди.

1676904
сүрийәдә бәшшар әсәд қисимлири вә иран қоллаватқан террорчи гуруппилар пуқраларға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: идлибниң шәрқий җәнубида мааратуннуман наһийәсидики һәмидийә базисида турушлуқ әсәд қисимлири вә иран қоллаватқан чәтәллик терорлуқ гуруппилардин тәркиб тапқан һакимийәт күчлири идлибниң иһсим йезисини қуруқлуқтин уққа тутти.

хәлқни мудапиә қилиш (ақ қалпақлиқлар) әтритидин игиләнгән учурларға асасланғанда, һуҗумда дәсләпки ениқлашларға қариғанда, 3 айал вә 2 балини қошқанда кәм дегәндә 6 пуқра һайатидин айрилған вә нурғун пуқралар йариланған.

хәлқни мудапиә қилиш (ақ қалпақлиқлар) әтритиниң нәқ мәйдандики издәш вә қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта, қаза қилғанлар саниниң көпийишидин әндишә қилинмақта.

түнүгүн һакимийәт қисимлириниң сирҗә кәнтигә қилған һуҗумидиму, 3 кичик бала вә 1 нәпәр хәлқни мудапиә қилиш әтрәти әзасини қошқанда  җәмий6 пуқра һайатидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر