байдин: фейсбуктики ваксиниға алақидар йалған учурлар кишиләрниң өлүмини кәлтүрүп чиқармақта

америка пирезиденти җо байдин, иҗтимаий таратқу суписи фейсбуктики ковид – 19 йуқуми вә ваксина әмләшкә алақидар йалған учурларниң кишиләрниң өлүмини кәлтүрүп чиқарғанлиқини ейтти.

1676681
байдин: фейсбуктики ваксиниға алақидар йалған учурлар кишиләрниң өлүмини кәлтүрүп чиқармақта

түркийә авази радийоси хәвири: җо байдин мухбирларға йуқум мусаписи тоғрисида байанат бәрди؛ у, фейсбук қатарлиқ иҗтимаий алақә супилириниң ваксина вә тарқилишчан зукамға аит хата учурларни тарқитишта рол ойниғанлиқи һәққидики қарашларға җаваб берип: «биздики бирдинбир йуқумлиниш ваксина қилинмиғанлар ичидә, улар кишиләрни өлтүрүватиду» деди.

америка сәһийә әмәлдарлири, америкадики ковид – 19 сәвәбидин өлүп кетиш вә йуқумлиништики көпийишниң пәқәт ваксина әмләткүзмигәнләргә зәрбә бериватқанлиқини ейтип агаһландурди.

ақсарай байанатчиси җен псакиму фейсбук вә башқа супиларниң ваксина һәққидики хата учурларға қарши туруш күришигә йетәрлик күч чиқармиғанлиқини ейтти.

фейсбук байанатчиси кевин макалистер, ширкәтниң пакитлар арқилиқ дәлилләнмигән әйибләшләр билән аварә болмайдиғанлиқини билдүрди.

ширкәт йәнә бир байанатида: «биз 18 милйондин артуқ йалған ковид – 19 учури вә бу қаидигә хилаплиқ қилған һесабатларни өчүрдуқ» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر