тәйвәндә икки саәт ичидә 22 қетим йәр тәвриди
тәйвәнниң шәрқидики хуалин шәһиридә икки саәт ичидә 22 қетим йәр тәвриди.
1675112
түркийә авази радийоси хәвири: алақидар мәсуллар районда икки саәт ичидә 22 қетим йәр тәвригәнликини, йәр тәврәшниң бәзи биналарға зийан салғанлиқини билдүрди.
тунҗи йәр тәврәшниң 5.2 бал болғанлиқи вә йәр йүзидин 5.9 километир чоңқурлуқта йүз бәргәнлики уқтурулди.
башқа йәр тәврәшләрниң болса, 3 балдин 5 ғичә болған болғанлиқи қәйит қилинди.