пакистандики һадисидә 9 хитай инженери қаза қилди

пакистанниң хәйбәр пахтонхва өлкисидә бир аптобус йолуққан һадисидә, 2 әскәр вә 9 хитай инженери, 2 йәрлик хадимни қошқанда,  җәмий 13 киши қаза қилди.

1674987
пакистандики һадисидә 9 хитай инженери қаза қилди
pakistan-çin.jpg
pakistan saldiri.jpg

түркийә авази радийоси хәвири йәрлик таратқуларниң хәвәрлиригә асасланғанда, йуқири коһистан районида қурулуши давамлишиватқан су тосмиси ишчилири олтурған аптобус һадисигә учриған.

һадисидә дәсләпки мәлуматларға қариғанда, 2 әскәр, 9 хитай пуқраси вә 2 йәрлик хадим болуп, җәмий 13 киши қаза қилған һәмдә 39 киши йариланған.

вәқәдә җенидин айрилған чәт әлликләрниң тосма қурулушида ишләватқан хитай инженерлири икәнлики билдүрүлмәктә.

вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүшләр башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر